Сөймиди у сени, ташлиди кәтти,
Қайғурма әнди биз, ялғуз өтәйли.
Бәлки у көзлигән, көңлигә йәтти,
Йүригим безуни, унтуп кетәйли.
Айлинип кәтти у, бағри бир ташқа,
Биз әмәс сөйгини, сөйгини башқа.
Кәтсәкму көңүлүм, ямғурдәк яшқа,
Йүригим безуни, унтуп кетәйли.
У қулақ салмайду, һәсритимизгә,
Бу аләм пүтүлгән, тәғдиримизгә.
Амал йоқ, чари йоқ, көнмәскә бизгә,
Йүригим безуни, унтуп кетәйли.
Бизниң бу бәхтимиз, барду риһтимал,
Қоймиған өзүңгә, жавапсиз соал.
Қоғлима кәйнидин, йетәр туруп қал,
Йүригим безуни, унтуп кетәйли.